чавушоғлу һиндонезийәдә лавров билән көрүшти

20 дөләт гуруһи ташқи ишлар министирлири йиғини үчүн һиндонезийәдә зийарәттә болуватқан ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу русийә дипломатийә министири сергей лавров билән көрүшти.

1853344
чавушоғлу һиндонезийәдә лавров билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «20 дөләт гуруһи ташқи ишлар министирлири йиғини даирисидә, русийә дипломатийә министири сергей лавров билән көрүштүм. учришишта, 24 – февралдин буйан давамлишиватқан украинадики уруш, йемәклик бихәтәрлики вә сүрийәдики өзгиришләр һәққидә музакирә елип бардуқ.»

чавушоғлу, мексика дипломатийә министири маркело ебрард биләнму көрүшкән, һәмдә аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дегәниди: «20 дөләт гуруһи ташқи ишлар министирлири йиғини даирисидә, мексика дипломатийә министири маркело ебрард билән көрүштүм. учришишта, алий дәриҗилик рәһбәрләр учришишлириниң тәййарлиқ хизмәтлири, украинани өз ичигә алған районлуқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип бардуқ.»

йәнә бир тәрәптин, чавушоғлуниң рийасәтчиликидә, 21 – нөвәтлик MIKTA  (түркийә, мексика, һиндонезийә, җәнубий корейә вә авистирийалийә) ташқи ишлар министирлири йиғини өткүзүлди.

йиғинға, мексика ташқи ишлар министири марсело ебрард, һиндонезийә ташқи ишлар министири ретно марсуди, җәнубий корейә ташқи ишлар министири җин парк вә авистиралийә ташқи ишлар министири пенний воң қатарлиқлар қатнашти.

министир чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «йиғинда, украинадики өзгиришләр,  йемәклик бихәтәрлики, көчмәнләр киризиси қатарлиқ ортақ күнтәртипимиздики мәсилиләр тоғрисида сөһбәт елип бардуқ.»

түркийә, март ейида,  MIKTA  ниң нөвәтчи рәислик вәзиписини авистиралийәдин өткүзүвалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر