түркийә билән әрменийә биваситә авийатсийә йүк содисини башлаш тоғрисида келишти

түркийә билән әрменийә биваситә авийатсийә йүк содисини пат йеқинда башлаш тоғрисида келишти.

1850958
түркийә билән әрменийә биваситә авийатсийә йүк содисини башлаш тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, түркийә – әрменийә мунасивәтлирини нормаллаштуруш мусаписи алаһидә вәкиллири баш әлчи сәрдар қилич билән әрменийә парламенти муавин башлиқи рубен рубинйанниң учришиши һәққидә йазма байанат елан қилди.

қилич билән рубинйанниң төтинчи қетимлиқ учришишиниң түнүгүн австрийәниң пайтәхти вийеннада өткүзүлгәнликигә ишарәт қилинған байанатта, «тәрәпләр, түркийә билән әрменийә оттурисидики қуруқлуқ чеграсини икки дөләтни зийарәт қилидиған үчинчи дөләт пуқралириниң өтүши үчүн әң қисқа вақит ичидә ечиветиш тоғрисида чүшиниш һасил қилип, буниңға алақидар хизмәтләрни башлашқа қарар қилди» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә, «буниңдин башқа, улар түркийә билән әрменийә оттурисида биваситә авийатсийә йүк содисини пат йеқинда башлаш тоғрисида келишти вә тәййарлиқ хизмәтлиригә тутуш қилишқа қарар қилди» дейилди.

йәнә бир тәрәптин учришишта, сөһбәтниң һәл қилғуч мәқсити болған икки дөләт мунасивитини «толуқ нормаллаштурушқа капаләтлик қилиш» йолида ташлашқа болидиған башқа конкрет қәдәмләрниңму музакирә қилинғанлиқи, тәрәпләрниң мунасивәтләрни нормаллаштуруш хизмәтлирини алдинқи шәртсиз давамлаштуруш тоғрисидики ирадисини тәкитләп өткәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر