әрдоған тәййарлиқларниң тамамлиниши билән тәң йеңи һәрбий һәрикәтләрниң башлинидиғанлиқини ейтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «сүрийә чеграмизда шәкилләндүрүшкә башлиған бихәтәрлик каридоримизниң йетәрсизликлирини толуқлаш хизмәтлиримиз ахирлашқан һаман йеңи (һәрбий) һәрикәтләрни башлаймиз» деди.

1848892
әрдоған тәййарлиқларниң тамамлиниши билән тәң йеңи һәрбий һәрикәтләрниң башлинидиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән ички кабинет йиғинидин кейин бәргән байанатида, сүрийә чеграсида бәрпа қилиниватқан бихәтәрлик каридориниң йетәрсизликлирини толуқлаш тәййарлиқлири пүткән һаман йеңи зәрбә бериш һәрикәтлириниң башлинидиғанлиқиға ишарәт қилип,  «армийәмизниң барлиқ хадимлириниң тәййарлиқ хизмәтлиригә утуқ тиләймән» деди.

җумһур рәис әрдоған сөзидә, бүгүн испанийәдә ечилидиған шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн мадридқа баридиғанлиқини билдүрүп: «дөлитимизниң һәқ – һоқуқ вә мәнпәәтлири немини тәқәзза қилса, шуни қилимиз... (нато башлиқлар йиғинида) п к к / й п г, фәтө қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлири тоғрисида намайан қилинған рийакарлиқларни сөһбәтдашлиримизға пакитлар, учурлар, көрүнүшләр билән бирликтә көрситип өтимиз» дегәнләрни қәйт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر