түркийә еквадорда йашайдиған түркийә пуқралириға агаһландуруш елан қилди

түркийә еквадорда йашайдиған йаки еквадорға баридиған түркийә пуқралириға кәң көләмлик намайиш өткүзүлидиған районлардин йирақ турушни тәвсийә қилди.

1848576
түркийә еквадорда йашайдиған түркийә пуқралириға агаһландуруш елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи еквадорда йашайдиған түркийә пуқралириға агаһландуруш елан қилди

министирлиқниң байанатида, еквадорға қарита сайаһәт агаһландуруши елан қилинди.

байанатта, еквадор һөкүмитиниң йеқиндин буйан дөләттә йүз бәргән иҗтимаий вәқәләр сәвәбидин 18-ийунда пичинча, котопаши вә имбабура ишитатлирида 30 күнлүк җиддий һаләт елан қилғанлиқи әскәртилип: «бу нуқтида һазирму еквадорда йашаватқан вә йаки еквадорға сайаһәткә баридиған пуқралиримизниң министирлиқимиз вә китода турушлуқ әлчиханимиз тәрипидин  елан қилинидиған қошумчә агаһландуруш, һәмдә уқтурушларни көзитиши интайн муһим. пуралиримиз кәң көләмлик намайиш өткүзүлидиған җайлардин йирақ туруши, хусусй бихәтәрликлири үчүн зөрүр болған тәдбирләрни елиши вә һошйарлиқни өстүрүши лазим» дейилди.

байанатта йәнә, түркийә пуқралириниң консулханилар башқармиси чақириш мәркизи билән «+90 312 292 29 29» номур арқилиқ шундақла түркийәниң китода турушлуқ әлчиханиси билән «+ 593 98 612 1734» номур арқилиқ һәмдә «embassy.quito@mfa.gov.tr» елхәт адреси арқилиқ бивастә алақилашса болидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر