сүрийә вә ирақта террорчиларға зәрбә берилди
сүрийәниң шималидики фират қалқини районида бәш террорчи, ирақниң шималидики «тирнақ-қулуп» зәрбә бериш һәрикити районида икки террорчи бир тәрәп қилинди.
1848108
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи твиттердики адресида байанат елан қилип: «сүрийәму, ирақниң шималиму террорчилар үчүн бихәтәр әмәс! сүрийәниң шималидики фират қалқини һәрбий һәрикити районида п к к / й п г әзаси бәш террорчи, ирақниң шималидики <пәнчә-қулуп> зәрбә бериш һәрикити районида п к к әзаси икки террорчи армийәмиз тәрипидин бир тәрәп қилинди» дегәнләрни қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә баш министири кирийакос митсотакис әтә түркийәгә йетип келиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә митсотакисниң зийаритини қобул қилиду.