әрдоған естонийә баш министири каҗа каллас билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған естонийә баш министири каҗа каллас билән көрүшти.

1846441
әрдоған естонийә баш министири каҗа каллас билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур -  алақә идариси әрдоғанниң каллас билән телефонда көрүшкәнликини елан қилди.

сөһбәттә түркийә-естонийә мунасивәтлири вә русийә-украина уруши қатарлиқ район характерлиқ мәсилиләр музакирә қилинди.

җумһур рәис әрдоған сөһбәттә украина билән русийәни музакирилишишкә илһамландуридиғанлиқини, урушниң инсанпәрвәрлик саһәсидә кәлтүрүп чиқарған сәлбий тәсирлирини азайтиш үчүн тиришишни давамлаштуридиғанлиқини  тәкитлиди.

җумһур рәис әрдоған йәр шари ашлиқ кризисиниң алдини елиш җәһәттә, унуми йуқири болған украина ашлиқини қара деңиз арқилиқ експорт қилиш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән биргә ортақ тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر