әрдоған әнглийә баш вәзири билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әнглийә баш вәзири борис җонсон билән телефонда көрүшти.

1846368
әрдоған әнглийә баш вәзири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән әнглийә баш вәзири борис җонсонниң телефон сөһбитидә, дөләт мудапиәси санаити саһәсидә һәмкарлиқ орнитишни өз ичигә алған түркийә – әнглийә мунасивәтлири вә 24 – февралдин буйан давамлишиватқан русийә – украина уруши қатарлиқ районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған, украинадики ашлиқниң бихәтәр һалда бу дөләттин чиқирилиши үчүн чоқум чарә тепилишиниң зөрүрлүкини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر