шиветсийәдә п к к ниң қоллиғучилири намайиш өткүзди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң қоллиғучилири шиветсийәниң готенборг шәһиригә җайлашқан гөтаплатсен мәйданиға йиғилип, намайиш өткүзүп, түркийәгә қорал - йарағ ембаргоси йүргүзүлүшини тәләп қилди.

1846044
шиветсийәдә п к к ниң қоллиғучилири намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң символи болған латилар вә террорлуқ тәшкилатиниң каттибешиниң рәсимлири көтүрүп меңилди.

шәһәр мәркизидә айланған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң қоллиғучилириниң намайиши уда 2 саәт давамлашти.

бир йиғилиштин қайтқан охшимиған рәңләр партийәсиниң рәиси микаил йүксәл, өзи шаһит болған намайишни сүрәткә елип, наразилиқ билдүрди, һәмдә шиветсийә һөкүмити түркийә билән (шиветсийәниң) шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш мәсилиси тоғрулуқ сөһбәт өткүзүватқан бир пәйттә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрәпдарлириниң шиветсийәдә хатирҗәм һалда намайиш өткүзгәнликини әскәртип мундақ деди: «шиветсийә һөкүмити п к к ни террорлуқ тәшкилати сүпитидә етирап қилғанлиқини билдүрмәктә, әмәлийәттә болса, икки йүзлимичилик сийасәтни йолға қоймақта.»

у йәнә, шиветсийәлик сийасәтчи болуш сүпити билән сақчиларниң назарити астида елип берилған бу намайишни әйибләйдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر