калин нато мәркизидә бир қатар учришишларда болди

түркийә җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калин финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болуши вә түркийәниң әндишәлиригә мунасивәтлик музакирәләрниң давамлишидиғанлиқини, мадрид йиғининиң ахирқи вақит әмәсликини ейтти.

1846110
калин нато мәркизидә бир қатар учришишларда болди

түркийә авази радийоси хәвири:байанатчи ибраһим калин вә муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болуши мәсилисини музакирә қилиш үчүн, белгийә пайтәхти бирйусселдики нато мәркизидә бир қатар учришишларни өткүзди.

ибраһим калин нато мәркизидә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болушиға мунасивәтлик музакирәләрниң давамлишидиғанлиқини, 29-30-ийун күнлири испанийә пайтәхти мадридта өткүзүлидиған башлиқлар йиғининиң ахирқи вақит әмәсликини тәкитлиди.

у натониң бихәтәрлик иттипақи икәнликини, иттипаққа әза болушни халайдиған дөләтләрниң натониң қаидә-пиринсиплирини бирму бир иҗра қилиш вә әза дөләтләр күнтәртипкә қойған бихәтәрлик әндишәлирини қандуруш мәҗбурийитиниң барлиқини мунасивәтлик дөләтләргә йәткүзгәнликлирини қәйт қилди.

ибраһим калинниң көрситишичә, кейинки басқучтики һәл қилғуч амил икки дөләт қоллинидиған конкрет қәдәмләр икән.

у бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң шиветсийәдики тәтүр тәшвиқат паалийәтлири үстидә тохтилип: «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң йавропаниң кендикидә бу дөләтләрни әсир алғидәк дәриҗидә паалийәт зәнҗиридә болушини қобул қилғили болмайду. бу мәсилиләрни йеқиндин көзитимиз» деди.

натониң йазма байанатида, түркийә, финландийә вә шиветсийәниң йуқири дәриҗилик мәсуллириниң баш катип столтенбергниң тәклипигә бинаән бирйусселдики мәркәздә көрүшкәнлики билдүрүлди.

байанатта, финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болуши мәсилисидә илгириләш һасил қилиш үчүн, түркийә күнтәртипкә қойған бихәтәрлик әндишәлири музакирә қилинған учришишлар һәққидә столтенбергниң төвәндики сөзлиригә орун аҗритилди:

«түркийәниң терроризм мәсилисидә музакирә қилишимиз керәк болған йоллуқ бихәтәрлик әндишәлири бар. бу сәвәбтин, финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болуши мәсилисидики пикирлиримизни давамлиқ оттуриға қойимиз вә имканийәтниң беричә әң қисқа вақит ичидә бир йол тепишни төт көз билән күтимән.»

байанатта, учришишларниң кейики күнләрдиму давамлишидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر