чавушоғлу косову пирезиденти вә баш министири тәрипидин қобул қилинди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу косовудики учришишлири даирисидә, пирезидент вйоса османи вә баш министир албин курти тәрипидин айрим-айрим қобул қилинди.

1845536
чавушоғлу косову пирезиденти вә баш министири тәрипидин қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: косову пирезидентлиқ мәһкимиси түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң пирезидент вйоса османи тәрипидин қобул қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, османи билән чавушоғлуниң «есил дөләтләр ара мунасивәтләр» ни тәстиқлиған муһим учришишни әмәлгә ашурғанлиқи билдүрүлди.

көрүшүштә, ташқи сийасәт, мудапиә, сода, һәр қайси саһәләрдә икки тәрәп һәмкарлиқидин башқа, район вә йавропаниң нөвәттики вәзийити қатарлиқлар музакирә қилинди.

косову пирезиденти вйоса османи ғәрбий балқан райониниң йавропа-атлантик қурулмилириға қошулушиниң, русийәниң райондики нопузи вә вәзийәтни муқимсизлаштуруш хаһишиниң алдини алғанлиқини билдүрүп: «түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң косовуниң нато вә башқа хәлқаралиқ органларға әза болушини ениқ қоллиғанлиқиға апирин оқуймән. түркийәниң косовуниң йавропа кеңишигә намзат болушини қоллишиғиму көп еһтийаҗлиқмиз» деди.

у косову билән түркийә оттурисидики мунасивәтләрниң истратегийәлик икәнликини әскәртип, түркийәниң косовуниң натодики асаслиқ шериклиридин бири икәнликини, косовудики түркләр билән түркийәдики албанларниң икки дөләт оттурисида көврүклүк рол ойнаватқанлиқини қәйт қилди.

у икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң, болупму мәбләғ селиш вә косовуниң түркийәгә мал експорт қилиш саһәлиридә ғайәт зор йошурун күчниң барлиқини билдүрди.

мәвлүт чавушоғлу косову баш министири албин курти билән көрүшкәндин кейин, твиттерда бу һәқтә учур һәмбәһирлиди.

у: «косову баш министири курти билән өзара һәмкарлиқлиримизни тәрәққий қилдуруш имканийәтлирини муһакимә қилдуқ. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң мәвҗут болуп турушиниң косову үчүн пәйда қилидиған тәһдитини тәкитлидуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر