түркийә истихбарат тәшкилати террорчиларниң каттибашлиридин һүсәйин шиблини уҗуқтурди

түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати ирақниң сулайманийә шәһридә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш ​​сүрийә аптономийәлик башқуруш мәркизи иҗраийә кеңишиниң бирләшмә рәиси, сүрийәлик террорчи һүсәйин шиблини уҗуқтурди.

1845365
түркийә истихбарат тәшкилати террорчиларниң каттибашлиридин һүсәйин шиблини уҗуқтурди
mit pkk huseyin sibli operasyon.jpg
mit pkk huseyin sibli operasyon1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, код исми пәрһат дәрик болған террорчи һүсәйин шибли, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш ​​қәндил мәркизи тәрипидин ираққа тәйинләнгән.

қәндилдики террорчи каттибашлириниң билдүрүшичә, террорчи шибли үчинчи дөләтләр билән мәнпәәт мунасивити орнитиш арқилиқ ирақта йеңи бир террорлуқ тәшкилатиниң қурулушни ишқа ашурмақчи болған.

түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати түркийә-ирақ чеграсидин 275 киломитир йирақлиқта елип барған һәрикити арқилиқ шиблини сулайманийәдә уҗуқтурди.

шибли аталмиш қәндил мәркизиниң сүрийәдики тәшкилатиниң муһим кишилири қатаридики код исми шаһин җило болған абди шаһинниң әң йеқин кишилиридин биригә айланған иди.

әсли сүрийәниң әл-маликйә наһийәсидин болған  һүсәйин шибли террорчиларниң каттибеши абдулла өҗалан сүрийәдә турған мәзгилдә террорлуқ тәшкилати п к к ға қатнашқан болуп, у сүрийәниң һәләб шәһиридә һәмдә ирақниң шималидики гара вә қәндил қатарлиқ җайларда террорлуқ һәрикәтлири билән шуғулланған. 2014 -йили сүрийәдә п к к ниң контроллуқидики олтурақ районларға мәсул аталмиш ​​иҗраийә кеңишиниң әзалиқиға тәйинләнгән.

террорчи шибли 2019-йилдин етибарән террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш ​​сүрийә аптономийәлик башқуруш мәркизиниң бирләшмә рәиси болуп вәзипә өтигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر