әрдоған түркийәниң имканийәтлирини маарип үчүн сәпәрвәр қилғанлиқини билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кәлгүсиниң түркийәсини өсмүрләр вә йашларниң бәрпа қилидиғанлиқини әскәртип, барлиқ имканийәтлирини оқу - оқутуш ишлири үчүн сәпәрвәр қилғанлиқлирини ейтти.

1844951
әрдоған түркийәниң имканийәтлирини маарип үчүн сәпәрвәр қилғанлиқини билдүрди
erdogan.jpg
errdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбул үскүдардики бурһан фәләк тәнтәрбийә залида өткүзүлгән  2021 – 2022 - йиллиқ оқу - оқутуш йили синип пүткүзүш көрсәткүчи тарқитиш мурасимида сөз қилди؛ у, түркийәниң кәлгүсиниң парлақ болидиғанлиқиға даир үмидләрниң күнсери күчийиватқанлиқиға ишарәт қилип: «оқуғучилар санида әң көп ешиш көрүлгән дөләт болушимизға қаримай, хәлқара сүпәт көрсәткүчлиридә әң көп өрләшни қолға кәлтүргән дөләтләрниң биримиз» деди.

маарип сүпитини йуқири көтүрүш үчүн көп тәрәплимилик күрәш қиливатқанлиқлирини билдүргән әрдоған, хамчот пиланлиридики әң йуқири пайни маарипқа аҗратқанлиқлирини ейтти.

«һәр бир оқуш йили ахирида пикри очуқ - йоруқ, нәзәр даириси кәң, билимлик ​​әвладларниң йетишкәнликини көрүшниң хушаллиқини йеңидин һес қилимиз» дегән җумһур рәис әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «гәлгүсиниң инженерлири, дохтурлири, оқутқучилири бүгүн синип пүттүрүш көрсәткүчи алған әвладлиримизниң арисидин чиқиду. әтиниң түркийәсини көзлириниң нури билән қәлбимизни иллитқан бу балилар, йашлар бәрпа қилиду. буниң үчүн толуқ 20 йилдин бери маарип һәммидин муһим дәп келиватимиз. барлиқ байлиқлиримизни маарип үчүн сәпәрвәр қиливатимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر