«йавропадики нурғун лайиһәләрдә түркийә һөддигәрлириниң төһписи бар»

қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмаилоғлу йавропадики нурғун лайиһәләрдә түркийә һөддигәрлириниң төһписи барлиқини ейтти.

1842883
«йавропадики нурғун лайиһәләрдә түркийә һөддигәрлириниң төһписи бар»

түркийә авази радийоси хәвири: қараисмаилоғлу,  словенийәниң копер шәһиридә өткүзүлгән «млинарҗи тонелини бирләштүрүш мурасими» да қилған сөзидә, әшйа обороти җәһәттин дәриҗидин ташқири чоң дөләткә айлиниш йолида күнсери алға илгириләватқан түркийәниң, оттура каридордики асийа билән йавропа оттурисидики күчлүк қошумчә әшйа обороти вә ишләпчиқириш базисиға айлиниш арқилиқ муһим мәсулийәтни үстигә алғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта,  түркийәниң һөддигәрликни өз ичигә алған хизмәтләр саһәсидә тәрәққий қилған ул әслиһә вә тәҗрибигә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «дөлитимиз болупму 2003-йилдин буйан сода паалийәтлириниң даирисини тәдриҗий кеңәйтти. бу мәзгилдә 131 дөләттә қиммити 450 милйард доллардин ашидиған 11 миңдин артуқ лайиһәни өз үстигә алди. түркийә һөддигәрлик ширкәтлиримиз йавропада ташйол, тонел, көврүк вә төмүр йол қатарлиқ 200 гә йеқин ул әслиһә лайиһәсини үстигә алди.»

словенийәдики нурғун лайиһәләрдә түркийә һөддигәрлириниң төһписи барлиқини әскәрткән қараисмаилоғлу, словенийә билән қурулған һәмкарлиқниң дөләтләр вә хәлқләрниң парлақ келәчики үчүн интайин қиммәтлик икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر