чавушоғлу чехийәдә түркийәниң дунйави хирисларға болған қариши вә сийасәтлири тоғрисида тохталди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу чехийәниң пайтәхти прагада өткүзүлгән «4 -нөвәтлик асийа - йавропа сийасий мунбири» йиғиниға қатнишип сөз қилди.

1841466
чавушоғлу чехийәдә түркийәниң дунйави хирисларға болған қариши вә сийасәтлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу иҗтимаий таратқудики адресида бу һәқтә мәлумат берип: «прагада өткүзүлгән асийа - йавропа сийасий мунбири паалийитидә, биз түркийәниң нөвәттики дунйави хирисларға болған қариши вә тәшәббускар ташқи сийаситимизни чүшәндүрүп өттуқ» деди.

чавушоғлу йәнә, түркийәниң прагадики әлчихана бинасида чехийәдики түркләр билән учрашти вә у паалийәт җәрйанидики сөзидә, түркийә - чехийә сода мунасивити һәққидә тохтилип: «бизниң өзара содимизни 4 милйард 400 милйон долларға йәткүзүшимиз кәлгүси нишанимизни өстүрүшимизгә сәвәб болди, бу йил 5 милйард долларға йетимиз, бир қанчә йилдин кейин 10 милйард долларға қарап илгириләймиз» деди.

министир чавушоғлу түнүгүн чехийә авам палатаси башлиқи базарта пекарова билән көрүшүп, парламентлар ара мунасивәтниң тәрәққийати, украинаниң нөвәттики вәзийити вә шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң кеңийиши қатарлиқ мәсилиләр тоғрисида сөзләшкәниди.

чавушоғлу бүгүн чехийә ташқи ишлар министири йан липавиский билән көрүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر