ирақта п к к террорчилириға әҗәллик зәбә берилди
дөләт бихәтәрлик оргининиң ирақниң гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати PKK/KCK ға қарши елип барған зәрбә бериш һәрикити давамида 3 террорчи бир тәрәп қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, дөләт бихәтәрлик оргининиң ирақниң гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати PKK/KCK ға қарши елип барған зәрбә бериш һәрикити давамида 3 террорчи бир тәрәп қилинған.
дөләт бихәтәрлик оргининиң йеқиндин буйан ирақ вә сүрийәниң шималида қойуқ шәкилдә елип бериватқан зәрбә бериш һәрикәтлиридә, террорлуқ тәшкилати PKK-HPG ниң аталмиш маһмур – кәркүк – сулайманийә ишлири мәсули «әһмәд рубар» тәхәллуслуқ мәһмәт әрдоғанниму өз ичигә алған аталмиш рәһбәрлири бир тәрәп қилинған.
буниңдин башқа йәнә, алдинқи һәптиму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң суйиқәстчиси сүпитидә һәр хил террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқанлиқи ениқлап чиқилған «роҗда» тәхәллуслуқ дилбирин қачарму, сүрийәдә елип берилған һәрбий һәрикәт давамида тутулуп, түркийәгә кәлтүрүлгән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.