чавушоғлу: гиретсийә қанунларға хилаплиқ қиливәрсә, аралларниң игилик һоқуқи дәталаш қилиниду

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, гиретсийәниң хәлқаралиқ келишимләргә хилаплиқ қилип, аралларни қоралландурғанлиқини оттуриға қойди.

1839233
чавушоғлу: гиретсийә қанунларға хилаплиқ қиливәрсә, аралларниң игилик һоқуқи дәталаш қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, гиретсийәниң хәлқаралиқ келишимләргә хилаплиқ қилип, аралларни қоралландурғанлиқини оттуриға қойуп: «гиретсийә бу хил хилаплиқ қилиш қилмишлиридин ваз кәчмисә, бу аралларниң игилик һоқуқи дәталаш қилиниду» деди.

министир мәвлүт чавушоғлу хизмәт зийарити мунасивити билән пайтәхт әнқәрәгә кәлгән шималий македонийә ташқи ишлар министири буҗар османи билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

министир чавушоғлу йиғинда сөз қилип: «хәлқара мунасивәтләрдә егиз – пәсликләр, сүркилишләр, достлуқлар болиду, булар тәбиий ишлар. әмма, гиретсийә чүшүп қалған вәзийәт кишиниң ичини ечиштуриду. (улар) бир ишни наһайити йахши қилалайду؛ һәрқанчә һәқсиз болсиму, өзлириниң қанчилик һәқлиқ икәнликини оттуриға қойуш вә йиғлаш җәһәттә һәқиқәтән йахши. йүзмуйүз кәлгәндә қочақлайду, арқиңизни қилсиңизла нәпрәт, өчмәнлик, йалған вә төһмәт... булар сийасәтчиләргә вә дөләтләргә йаришидиған ишлар әмәс.

гиретсийә бизниң йазған мәктуплиримизға адәмдәк җаваб қайтурсун. қоралсизландурулған аралларниң салаһийитигә бузғунчилиқ қилмиғанлиқини десун. (бәлгилимиләргә) хилаплиқ қилишқа хатимә бәрмәйдиған болса, аралларниң игилик һоқуқи дәталаш қилиниду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر