әрдоған макрон билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән телефонда көрүшти.

1833099
әрдоған макрон билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, түркийә – фирансийә мунасивәтлиридин сирт йәнә, русийә – украина уруши, шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш үчүн илтимас сунуши қатарлиқ районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған, телефон сөһбитидә, 24 – февралдин  буйан уруш қиливатқан русийә билән украина оттурисида әң қисқа вақит ичидә адил бир шәкилдә тинчлиқ орнитилинишини үмид қилидиғанлиқлирини, бу даиридә һәр икки дөләтни дийалог орнитишқа вә дипломатийә йолида меңишқа тәшвиқ қиливатқанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, шиветсийә билән финландийәниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г қармиқидики шәхсләр вә аталмиш тәшкилатлар билән болған мунасивәтлириниң шималий атлантик әһди тәшкилати рамкиси астидики иттипақдашлиқ роһиға мас кәлмәйдиғанлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر