әрдоған 19-май күнини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 19-май ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байрими мунасивити билән тәбрик телеграммиси тарқатти.

1829199
әрдоған 19-май күнини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 19-май ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байрими мунасивити билән тарқатқан тәбрик телеграммисида, түрк йашлириниң йошурун күчигә ишинидиғанлиқлирини ейтти.

у тәбрик телеграммисида, ғази мустапа камал ататүрк түрк йашлириға совға қилған 19-май күниниң, хәлқниң мустәқиллиқ ирадиси вә сөйгүсиниң дунйаға җакарланғанлиқи вә қаршилиқ көрситиш роһиниң қайтидин җанланған күни икәнликини билдүрди.

у 1919-йили 19-май түрк хәлқиниң мустәмликичи ишғал күчлиригә қарши зич иттипақлишип орнидин дәс турғанлиқини, ахирқи вә әбәдий дөләт болған түркийә җумһурийитиниң қурулуши үчүн бирликтә күрәш қилип, тилларда дастан болған қәһриманлиқларни намайан қилип, ахирида муқәддәс ғәлбини қолға кәлтүргәнликини әскәртти.

у мундақ деди:

«биз бүгүнки күнләрдиму тарихимиздин һасил болған мустәқиллиқ күчи вә роһи билән кәлгүсигә қарап меңиватимиз, түркийәниң тәрәққийати вә иқтисадий ешишиға тосқунлуқ қилмақчи болғанларға қарши тохтимай күрәш қиливатимиз. бүйүк вә күчлүк түркийә бәрпа қилиш һайаҗенимизни изчил җанлиқ тутуш билән биргә, бу йолдики әң муһим йошурун күчимиз сүпитидә қарилидиған йашлиримизни һәр саһәдә қоллаймиз вә уларға пурсәт йаритип беримиз.»

у: «миллий аң вә күчлүк характергә игә йашлиримиз үчүн пүтүн күчимиз билән тиришимиз. түркийәдә маариптин тәнтәрбийәгичә, хәвпсизликтин сийасәткичә, содидин сәнәткичә болған һәр саһәниң алдинқи сәплиридә йашларни көргәнликимиздин пәхирлинимиз. дөлитимизниң 2023-йиллиқ нишанлири вә 2053-йиллиқ ғайисини әмәлгә ашуруш йолида давамлиқ йашлиримиз билән биллә маңимиз. бу қарашлар билән, 19-май ататүркни хатириләш, йашлиқ вә тәнтәрбийә байримини қизғин тәбрикләймән, ғази мустапа камал ататүрк вә азадлиқ урушиниң барлиқ қәһриманлирини һөрмәт билән әсләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر