әрдоған: террорчиларни қоллиған дөләтләрниң натоға киришигә «мақул» дейәлмәймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәгә террорчиларни тапшуруп бәрмигән дөләтләрниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушиға «мақул» дейәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

1828900
әрдоған: террорчиларни қоллиған дөләтләрниң натоға киришигә «мақул» дейәлмәймиз

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған: «шималий атлантик әһди тәшкилатиниң кеңийиши, бизгә нисбәтән сәзгүрлүклиримизгә һөрмәт қилиш өлчимимиз бойичә әһмийәтликтур» деди

җумһур рәис шундақла адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәиси рәҗәп таййип әрдоған партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дики гуруппа йиғинида нутуқ сөзлиди.

шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдашларниң түркийәниң сәзгүрлүкини чүшинишини вә қоллишини үмид қилидиғанлиқини тәкитләп, «түркийәниң өз чегралирини қоғдаш тиришчанлиқини чүшинишини үмид қилимиз. силәр (финландийә вә шивитсийә) бизгә терорчиларни тапшуруп бәрмәйсиләр, арқидин биздин шималий атлантик әһди тәшкилатиға киришиңларни қоллишимизни үмид қилисиләр. бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни қоллап- қуввәтлигән туруғлуқ,  натоға әза болуш үчүн қоллашни тәләп қилиш мәйдансизлиқтур. бизгә террорчиларни тапшуруп бәрмигән дөләтләрниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушиға мақул демәймиз. шималий атлантик әһди тәшкилатиниң кеңийиши, бизгә нисбәтән сәзгүрлүклиримизгә һөрмәт қилиш өлчимимиз асасида әһмийәтликтур» деди.

әрдоған йәнә мундақ деди:

«(шветсийә вә финландийә шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушиға алақидар сөһбәт өткүзүш үчүн) дүшәнбә күни (түркийәгә) кәлмәкчи икән. мән бекар аварә болмисун, дедим. терорлуқ тәшкилатлири һазирму шивитсийәдә йорғилап йүрийду. биз һечкимниң земиниға көз тикмидуқ. бихәтәрликимизгә тәһдит салидиған һәрикәтләрни мәнбәсидә йоқутушта қәтий ирадигә игимиз. шималий атлантик әһди тәшкилатидики шериклиримиз түркийәни һуҗум нишани қилған терорлуқ тәшкилатлириға қорал-йарағ вә оқ-дора әвәтмидиму? улар терорлуқ тәшкилатлирини күчәйтиш үчүн йүз милйонларчә йавро бәрмәктә»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر