әрдоған: дигитал фашизм милйардларчә инсан үчүн тәһдиткә айланди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дигитал фашизмниң бүгүнки күндә милйардларчә инсанларниң тоғра вә тәрәпсиз хәвәрләргә еришиш һоқуқиға тосқунлуқ қилидиған тәһдиткә айланғанлиқини ейтти.

1826901
әрдоған: дигитал фашизм милйардларчә инсан үчүн тәһдиткә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулда өткүзүлгән 4 – нөвәтлик түрк дөләтлири тәшкилати ахбарат васитилири вә учур ишлириға мәсул министирлар вә йуқири дәриҗилик рәһбәрләр  йиғиниға синлиқ телеграмма йоллиди.

җумһур рәис әрдоған, телеграммида, түрк дунйаси болуш сүпити билән, бултур түрк дөләтлири тәшкилатиниң қурулуши билән бирликтә дөләтләр ара һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзгәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «бу арқилиқ сийасәттин маарипқичә, иқтисадтин бихәтәрлик һәмкарлиқиғичә болған нурғун саһәдә йеңи дәврниң асасини шәкилләндүрдуқ.»

у, ахбарат васитилири вә  учур - алақә мәсилилириниң, аммиви таратқулар арқилиқ тәтүр тәшвиқат елип беришқа қарши күрәш, сийасий вә аммиви һайатниң мәвҗудийитигә капаләтлик қилиш җәһәттин интайин муһимлиқини әскәртип мундақ деди: «қарабағ уруши җәрйанида биз шаһит болған йалғанчилиқ вә төһмәтләр, бизгә һәм бу мәсилиниң муһимлиқини, һәмдә бизниң күчлиримизни бирләштүрүшимизниң қанчилик муһимлиқини көрситип бәрди. буниңдин көрүвелишқа болидуки, бу уруш пәқәт саһәдила елип берилмиди, бәлки йазма вә көрүнүшлүк таратқулардин тартип аммиви таратқуларғичә болған нурғун саһәләрдә уда 44 күн кәскин күрәш елип берилди. биз баштин кәчүргән аччиқ савақларниң йоруқида, һәммимиз бу һәқиқәтни наһайити ениқ көрүватимиз: демократийәдики <төтинчи күч> дәп тәсвирлинидиған ахбарат васитилири, мәлум күчләрниң, мәлум йәршариви ширкәтлириниң вә йаман ғәрәзлик җәмийәтләрниң қолида, һәқиқәтни бурмилайдиған, һәқиқәтни йошуруп, тәтүр тәшвиқат елип баридиған контрол қилиш қоралиға айлинип қеливатиду. дигитал фашизм бүгүнки күндә милйардларчә кишиләр үчүн тоғра вә тәрәпсиз хәвәрләргә еришиш һоқуқиға тосқунлуқ қилидиған тәһдиткә айлинип қалди.»

йалғанчилиқ, төһмәт қилиш вә бурмилаш қилмишлири һәммә йақни қаплап кәткән бу таратқуларда һәқиқәтни издәш вә һәқиқәтни қоғдиғучи болушниң техиму муһим әһмийәткә игә икәнликини қәйт қилған әрдоған,  шу вәҗидин,  учур - алақә мәсилисигиму, кәм дегәндә дөләт мудапиәси, бихәтәрлик вә сәһийәгә охшашла истиратегийәлик әһмийәткә игә бир мәсилә, дәп қарайдиғанлиқлирини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر