ризә – артвин  айродуруми хизмәткә кириштүрүлди

түркийәниң деңиз бойида қурулған иккинчи айродуруми болған ризә – артвин айродуруми җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев тәрипидин мурасим арқилиқ хизмәткә кириштүрүлди.

1826957
ризә – артвин  айродуруми хизмәткә кириштүрүлди
rize-artvin havalimani.jpg
erdogan rize-artvin havalimani.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев олтурған айропиланлар, ризә – артвин айродурумида қарши елинди.

илһам әлийев айропиландин чүшкәндә қарши алған җумһур рәис әрдоған, кейинчә әлийев билән бирликтә ечилиш мурасими саһәсигә өтти.

әрдоған, ечилиш мурасимида қилған сөзидә, дунйада деңиз бойиға қурулған җәмий 5 айродурум барлиқини, булардин иккисиниң ризә – артвин айродуруми билән бирликтә түркийәдә икәнликини, бу арқилиқ түркийәдики омумий айродурум санини 26 дин 57 гә йәткүзгәнликлирини ейтти.

тәхминән 5 йилда 4.4 милйард лиралиқ мәбләғ селинип тамамланған ризә – артвин айродуруминиң, 3000 метирлиқ учуш йоли, йиллиқ 3 милйон йолучи сиғидиған терминали, йардәм қисимлири вә башқа мулазимәтлири билән пәхирлинәрлик бир қурулуш икәнликини тәкитлигән әрдоған, қарадеңизниң шараити мурәккәп җуғрапийәсидә бәрпа қилинған бу айродурумниң, қошна дөләт гирузийәниң тиранспортиғиму қулайлиқ йаритип беридиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «биз дөлитимиз чегралириниң әң четидә қурған бу айродурум, хәлқимизгә вақиттин тартип йеқилғуғичә, қатнаш вәқәлиридин тартип булғима қойуп беришни азайтишқичә болған нурғун саһәләрдә төһпә қошиду. бу терротерийәләрдә йашаватқанлар вә зийарәткә кәлгәнләрдин сирт йәнә, бу районниң гүзәлликлирини көрүшни халайдиғанларниң һәммисигә, ризә билән артвин буниңдин кейин бир айропилан белитичилик йеқиндур.»

бу арилиқта, ризә – артвин айродурумиға тунҗи йолучилар айропиланиму қонди.

истанбул айродурумидин әнқәрә вақти әтигән саәт 08.30 да қозғалған түркийә һава йоллири ширкитигә аит « TK 2538 » типлиқ йолучилар айропилани,  әтигән саәт 10.35 дә ризә – артвин айродурумиға қонди.

айропиландики йолучилар, қатнаш вә қурулуш ишлири министири адил қараисмаилоғлу билән бирликтә саһәдә туруватқан кишиләр тәрипидин гүлләр арқилиқ қарши елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر