түркийә учқучисиз һава аппаратлири қазақистандиму ишләпчиқирилиду

қазақистанға експорт қилинидиған учқучисиз һава аппарати — анқа, қазақистанда қурулидиған завутта ишләпчиқирилиду.

1825446
түркийә учқучисиз һава аппаратлири қазақистандиму ишләпчиқирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә авийатсийә вә аләм бошлуқи санаити һәссидарлиқ ширкити байанат елан қилип, ширкәтниң өткән йили «анқа» експорти тоғрисида келишим түзигән қазақистан билән йеңи бир һәмкарлиқ келишими имзалиғанлиқини уқтурди.

түркийә авийатсийә вә аләм бошлуқи санаити һәссидарлиқ ширкити  билән қазақистан инженерлиқ ширкити оттурисида имзаланған келишимниң роһиға асасән, «анқа» қазақистанда бирликтә ишләпчиқирилиду. асраш вә ремонт қилиш җәрйанини өз ичигә алған техника йөткәш мәсилисидиму һәмкарлиқ орнитилиду.

шундақ қилип, қазақистан «анқа»ниң түркийә сиртидики тунҗи ишләпчиқириш базисиға айланди. қазақистанда бу саһәдә адәм күчи байлиқини зорайтиш вә дөләтниң учқучисиз һава аппарати ишләпчиқириш иқтидарини тәрәққий қилдуруш йолида муһим бир қәдәм ташланған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر