әрдоған: өтмүштин салған көврүкни күчәйтиш арқилиқ йолимизни давамлаштуримиз

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийә-қазақистан мунасивәтлири үстидә тохтилип: «биз өтмүштин салған көврүкни күчәйтиш арқилиқ йолимизни давамлаштуримиз» деди.

1825002
әрдоған: өтмүштин салған көврүкни күчәйтиш арқилиқ йолимизни давамлаштуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: рәҗәп таййип әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн пайтәхт әнқәрәгә йетип кәлгән қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев билән бир қатар келишимләрни имзалиғандин кейин, бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у бу йилниң (2022) қазақистан билән дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқниң 30-йили икәнликини хатириләткән һалда: «һөрмәтлик тоқайевниң йеңи қазақистан қуруш йолидики тиришчанлиқи махташқа әрзийду. биз һәр қандақ шәрт-шараит астида қазақистанлиқ қериндашлиримизни қоллаймиз, өтмүштин салған көврүкни күчәйтиш арқилиқ йолимизни давамлаштуримиз. түркийә-қазақистан сода омумий соммиси %58 ешип 5.3 милйард долларға йәтти. иншааллаһ бу рәқәмни бирликтә басидиған қәдәмләр билән 10 милйард долларға чиқириш нишаниға йетимиз. тәхминән 19 милйон нопуси бар қазақистан билән 85 милйон нопусқа игә түркийәниң өзара һәмкарлиқи интайин муһим» деди.

сөзини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға муқәддәс анадолу тупрақлириға рәсмий тәклип қилғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтиш билән башлиған қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев: «биз бүгүн (2022-йили 10-май) бир қанчә мәсилә бойичә интайин муһим кәң даирилик музакирәләрни өткүздуқ. һөрмәтлик җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билимлик вә һөрмәткә сазавәр сийасәтчидур. бу сәвәбтин униң пикири интайин қиммәтлик. қазақистан билән түркийә йилтизи бир қериндаш вә дост дөләтләр һесаблиниду. түркийәдин бизгә һечқандақ йаманлиқ кәлмиди, бәлки һәр даим йахшилиқ көрдуқ. бүгүнгичә мушундақ болди вә мушундақ болиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر