һулуси акар қазақистан дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар қазақистан дөләт мудапиә министири руслан җақсилков билән көрүшти.

1824470
һулуси акар қазақистан дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайевниң зийарәт даирисидә, түркийәгә йетип кәлгән руслан җақсилков, пайтәхт әнқәрәдә дөләт мудапиә министирлиқида һәрбий мурасим билән күтүввлинди.

һулуси акар билән руслан җақсилковниң көрүшүшидә, икки дөләт вә районлуқ мудапиә мәсилилири, һәмдә хәвпсизлик мәсилилири бойичә өзара пикир алмаштурулғанлиқи қәйт қилинди.

һулуси акар көрүшүштә, түркийә билән қазақистан оттурисидики ортақ тарихий қиммәтләрни алаһидә тилға алди.

у 2019-йили икки дөләт оттурисида имзаланған истратегийәлик шериклик келишиминиң өзара мунасивәтләргә муһим йөнилишләрни бәлгилигәнликини билдүрүп, һәрбий тәлим-тәрбийә һәмкарлиқи вә мудапиә санаити мәсилилиридики мәвҗут мунасивәтләрниң күчәйгән һалда давамлишишиниң әһмийитини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر