әрдоған түрк дөләтлириниң рәһбәрлири билән көрүшүп роза һейтни тәбриклиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған роза һейтниң иккинчи күнидиму чәт дөләтләрниң рәһбәрлири билән телефонда көрүшүп, һейтни тәбрикләшни давамлаштурди.

1821912
әрдоған түрк дөләтлириниң рәһбәрлири билән көрүшүп роза һейтни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәислик учур-алақә идариси рәҗәп таййип әрдоғанниң чәт дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшүп, роза һейтни тәбрикләшни давамлаштурғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров, түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов вә таҗикстан пирезиденти имамәли рахман билән айрим-айрим һалда телефонда көрүшкәнлики қәйт қилинди.

билдүрүлишичә, көрүшүштә, рәҗәп таййип әрдоған билән рәһбәрләр өзара роза һейтни тәбриклигән.

рәҗәп таййип әрдоған роза һейтниң биринчи күнидиму нурғун дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшүп, өзара һейтни тәбриклигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر