җумһур рәис әрдоған сәуди әрәбистанда зийарәттә болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған падишаһ сәлман бин абдуләзиз әссуудниң тәклипигә биинаән сәуди әрәбистанда дөләт ишлири зийаритидә болиду.

1819458
җумһур рәис әрдоған сәуди әрәбистанда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоғанниң дөләт ишлири зийарити даирисидә бүгүн вә әтә ишқа ашурулидиған учришишлирида, түркийә – сәуди әрәбистан мунасивәтлири һәр җәһәттин көздин кәчүрүлидикән вә һәмкарлиқни тәрәққий қилдурушта муһим рол ойнайдиған имканийәтләр һәққидә музакириләр елип берилидикән. шундақла, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрилиқму өзара пикир алмаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر