ақар: «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити мувәппәқийәтлик һалда давамлашмақта

дөләт мудапиә министири хулуси ақар ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикитиниң пилан бойичә мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқини ейтти.

1816778
ақар: «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити мувәппәқийәтлик һалда давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, һәмраһлиқидики баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр, қуруқлуқ армийәси қомандани генерал муса авсәвәр, деңиз армийәси қомандани адмирал аднан өзбал, һава армийәси қомандани генерал һәсән кучукақйуз вә муавин министирлар, шеһитларниң аилә тавабиатлири вә ғазилар билән, пайтәхт әнқәрәдики ғазилар қараргаһида иптар зийапитидә бир йәргә җәм болди.

у, бу йәрдә қилған сөзидә, түркийә хәлқини терроризм баласидин қутқузуш ирадилириниң қәтийликини тәкитләп мундақ деди: «узунға созулған тәййарлиқ қилиш, хизмәт ишләш, мас қәдәмдә һәрикәт қилиш вә пилан түзүш ишлириниң тамамлинишидин кейин, йәкшәнбә күни кәчтә ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикитини қозғидуқ. зәрбә бериш һәрикити даирисидә, паалийәтлиримиз пилан бойичә мувәппәқийәтлик һалда давамлашмақта. буниң нәтиҗисидә, террорчилар еғир талапәткә учримақта. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, терроризмға қарши күришимиз адаққичә кәскин давамлишиду. зәрбә бериш һәрикәтлири давамида, 2015 – йили 24 – ийулдин тартип һазирғичә җәмий 34 миң 175 террорчи бир тәрәп қилинди. бу йил 1 – йанвардин  тартип һазирғичә 1987 террорчи бир тәрәп қилинди. дәрвәқә, бу күрәш даириси техиму зорайған һалда кәскин давамлашмақта.  нөвәттә барлиқ сәпдашлиримиз қуруқлуқ, деңиз вә һавада дөлитимиз һәм хәлқимизни қоғдаш йолида кечә - күндүз күрәш қилмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر