«түркийәниң муһим дөләт икәнликини һәммә тонуп йәтти»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу украина киризиси билән бирликтә түркийәниң муһим дөләт икәнликини һәммә әлләрниң тонуп йәткәнликини ейтти.

1815585
«түркийәниң муһим дөләт икәнликини һәммә тонуп йәтти»

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, хусусий бир телевизийә қанилида, дунйадики өзгиришләр һәққидә елан қилған байанатида, йавропа вә америка қошма иштатлири билән болған мунасивәтләрниң иҗабий йөнилиштә тәрәққий қилишиға әгишип, таможна иттипақи, визисиз сайаһәт вә полат – төмүр мәһсулатлиридин баҗни әмәлдин қалдуруш қатарлиқ мәсилиләрдә конкерт қәдәм-басқучларниң көрүлүп көрүлмигәнликигә алақидар соалға, бу һәқтә иҗабий ишарәтләрниң барлиқини, әмма конкрет қәдәмләрниң ташлиниши лазимлиқини тәкитләп мундақ деди: «украина киризиси билән бирликтә түркийәниң муһим дөләт икәнликини һәммә әлләр тонуп йәтти. әмма бу вақитлиқ позитсийә болмаслиқи керәк. бизниң муһимлиқимиз түнүгүнму айан иди, әтә – өгүнму техиму зорийиду.»

министир чавушоғлу, америка қошма иштатлириниң түркийәгә қаратқан «рәқиблиригә ембарголар арқилиқ җаваб қайуруш қануни (CAATSA)» ни бикар қилип қилмайдиғанлиқи тоғрулуқ ишарәтләрниң бар – йоқлуқиға даир соалға, мундақ хаваб бәрди:

«нөвәттә биз америка тәрәпниң бу мәсилигә техиму иҗабий позитсийә тутувтқанлиқини көрүватимиз, бу киризискә һәл қилиш чариси тепишқа тиришиватимиз. америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң (өктәбирдә италийәдә өткүзүлидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини даирисидики) учришишида, байдинниң тәклипигә бинаән истиратегийәлик механизм орнитилди. муавин министирлар сәвийәсидә пайтәхт әнқәрә бир йәргә җәм болдуқ. 18-май вашингтонда министирлар сәвийәсидә учришимиз.»

чавушоғлу, «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системиси вә «F 35» типлиқ уруш айропиланлири киризисини һәрқандақ шәкилдә һәл қилиш пиланиниң бар – йоқлуқиға даир соалға җаваб берип мундақ деди: «бу позитсийә давамлашқан тәқдирдә, һазир һәл болмиған тәқдирдиму, бу киризисниң алдимиздики басқучта һәл болидиғанлиқиға ишинимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر