әрдоған ийорданийә падишаһи абдуллаһ иккинчи билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ийорданийә падишаһи абдулла иккинчи билән телефонлишип, пәләстиндики вәқәләр тоғрисида пикир алмаштурди.

1814242
әрдоған ийорданийә падишаһи абдуллаһ иккинчи билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған иҗтимаий алақә суписидики адресида учур һәмбәһриләп, йеқинда оператсийәдин чиққан падишаһ абдуллаһтин һал сориғанлиқини вә униңға саламәтлик тилигәнликини билдүрди.

рамизан ейида исраилийәниң мудахилилири нәтиҗисидә пәләстиндә йүз бәргән вәқәләрниң өзини қайғу вә әндишигә муптила қилғанлиқини билдүргән әрдоған: «биз һөрмәтлик абдуллаһ билән түркийә билән ийорданийәниң районниң тинчлиқини қолға кәлтүрүш үчүн ташлинидиған қәдәмләрдә йеқиндин һәмкарлишиши тоғрисида бирдәклик һасил қилдуқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر