әрдоған: түркийә дунйа бойичә 10 – чоң дөләттин биригә айланди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң  китаб нәшр қилиш вә саһәниң көлими җәһәттә хәлқара нәшрийатчилар җәмийитидә алдинқи қатардики 10 чоң дөләттин биригә айланғанлиқини ейтти.

1809515
әрдоған: түркийә дунйа бойичә 10 – чоң дөләттин биригә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулдики миллий сарайлар ислам мәдәнийәтлири  музейиниң ечилиш мурасимида қилған сөзидә, «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин уда 2 йилдин буйан тохтап қалған йәрмәнкиниң қайта башланғанлиқидин интайин хурсән икәнликини тәкитләп мундақ деди: «худайим буйриса, чоң чамлиҗа җамәмизниң астида  музейимизни ачимиз, бу  музейда һәр йили бир қетим, бәзидә 2 қетим қол илкимиздики барлиқ әсәрләр көргәзмә қилиниду, миллитимизниң хизмитидә болиду. дөлитимизниң йеқинқи 20 йил ичидики демократийә вә тәрәққийат җәһәттики әң пайдилиқ нәтиҗилиридин бири , миллитимизниң башқа саһәләр билән биллә оқуш вә йезиш саһәлиридиму йол тепишидур. бүгүнки күндә,  түркийә  китаб нәшр қилиш вә саһәниң көлими җәһәттә хәлқара нәшрийатчилар җәмийитидә алдинқи қатардики 10 чоң дөләттин биригә айланди. алдинқи қатардики тәтқиқат ширкәтлиримиз елип барған тәтқиқатлар шуни испатлидики, китаб оқуш нисбити йеқинқи 14 йилда 2 һәссидин көпрәк ашти. бу ешишниң көпинчә йашлиримиз арисида болуши, кәлгүсимиз намидин бизгә үмид беғишлимақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر