алтун: т р т ниң фирансузчә диҗитал хәвәр мунбири муһим мусапә бәлгисидур

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун түркийә радийо – телевизийә идариси (TRT) ниң фирансузчә диҗитал хәвәр мунбириниң радийо - телевизийә тарихидики зор мусапә бәлгиси икәнликини ейтти.

1808062
алтун: т р т ниң фирансузчә диҗитал хәвәр мунбири муһим мусапә бәлгисидур

түркийә авази радийоси хәвири: алтун, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә,  т р т ниң фирансузчә диҗитал хәвәр мунбири «TRT Français» ниң тарқитиш беришкә башлиши мунасивити билән елан қилған байанатида, мундақ деди: «түркийә радийо – телевизийә идариси (TRT) ниң фирансузчә диҗитал хәвәр мунбири < TRT Français>, радийо - телевизийә тарихидики зор мусапә бәлгиси болуп қалиду. ишинимизки, бу мунбәр, фирансуз тилида дунйави хәвәрчиликниң асасини тәшкил қилиду, дәвримизниң әң муһим вә һалқилиқ мәсилилири һәм һекайилирини техиму йахши чүшиништә түрткилик рол ойнайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر