AnadoluJet ниң истанбул – будапешт айропилан сәпәрлири башлиниду

түркийә һава йоллири ширкитиниң тармақ маркиси AnadoluJet ниң истанбул сабиһа гөкчән айродурумидин венгирийәниң пайтәхти будапештқа қарита айропилан сәпәрлири 2-ийун башлиниду.

1808097
AnadoluJet ниң истанбул – будапешт айропилан сәпәрлири башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: AnadoluJet ниң аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, ширкәтниң учуш торини давамлиқ кеңәйтиватқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «сабиһа гөкчән айродуруми – будапешт учуш линийәмиз ишқа кириштүрүлүш алдида турмақта. истанбул сабиһа гөкчән айродурумидин венгирийәниң пайтәхти будапештқа қарита айропилан сәпәрлиримиз 2-ийун башлиниду. һәптидә 3 күн (пәйшәнбә,җүмә, йәкшәнбә) ишқа ашурулидиған айропилан сәпәрлиримиз үчүн, дәрһал беләт сетивелишқа алдираң.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر