хулуси ақар украина дөләт мудапиә министири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар украина дөләт мудапиә министири олексий резников билән телефонда көрүшти.

1806600
хулуси ақар украина дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқниң байанатиға асасланғанда, сөһбәттә мариполдин хәлқни тарқақлаштуруш вә районға инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүш тоғрисида пикир алмаштурған.

хулуси ақар һайатидин айрилғанлар саниниң көпәймәслики үчүн уруш тохтитишни балдуррақ елан қилиш вә пуқраларни тарқақлаштуруш үчүн инсанпәрвәрлик каридорлирини очуқ тутушниң муһимлиқини тәкитлигән.

министир ақар түркийәниң украинаға инсанпәрвәрлик йардәм үчүн мәсулийитини ада қилишни давамлаштуридиғанлиқини йәнә бир қетим әскәрткән.

русийә қисимлири 24-февралда украинаға һуҗум башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر