һаккарида әрән қиш һәрикәтлири башланди

һаккарида 710 хадим қатнашқан «әрән қиш-32 шеһит жандарма миңбеши йавуз башайар» һәрбий һәрикити башланди.

1804943
һаккарида әрән қиш һәрикәтлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин чиқириш вә районда ува тутқанлиқи ениқланған террористларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, һаккарида «әрән қиш-32 (һаккари-өвәч) шеһит жандарма миңбеши йавуз башайар» һәрбий һәрикитиң башланғанлиқини елан қилди.

һәрбий һәрикәттә, һаккари вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим, алаһидә сақчи қисим әтрити, зәрбидарлар әтрити вә аманлиқ сақлиғучи қисимлардин тәшкилләнгән 710 хадим вәзипә өтәйду.

ички ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатида, дөләт ичидә террорлуқни пүтүнләй йоқитишни мәқсәт қилған әрән қиш һәрбий һәрикәтлириниң, хәлқниң қоллиши астида йүксәк ишәнч вә қәтийлик билән мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر