«йахшилиқ пойизи» әтә афғанистанға қарап йолға чиқиду

җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири қачиланған  «йахшилиқ пойизи» әтә афғанистанға қарап 4 – қетимлиқ сәпәргә атлиниду.

1803734
«йахшилиқ пойизи» әтә афғанистанға қарап йолға чиқиду

түркийә авази радийоси хәвири: җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, афғанистанда 24.4 милйон кишиниң йардәмгә муһтаҗ икәнлики, 12 милйондин артуқ балиниң йемәк – ичмәк йетишмәслик қийинчилиқиға дуч келиватқанлиқи, бу әһвалға қарап туралмиған түркийә хәлқиниң йардимидә афғанистанға йардәм бериш сәәпрвәрлик һәрикитиниң башланғанлиқи әскәртилиш билән бир вақитта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқға асасән җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң рийасәтчиликидә бир йәргә җәм болған аммиви тәшкилатларниң йардими астида ишқа ашурулған «афғанистан үчүн <йахшилиқ пойизи>» лайиһәси даирисидә, 7 «йахшилиқ пойизи» ниң йанвар вә феврал айлирида афғанистанға уда 3 қетим қатнап, 2 миң 663 тонна инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини афғанистанға йәткүзүп бәргәнлики қәйт қилинди.

байанатта йәнә, әтә 4 – қетимлиқ сәпәргә атлинидиған «йахшилиқ пойизи» ниң, 1478 тонна йемәк – ичмәк, кийим – кечәк, әдийал, сағламлиқ вә тазилиқ материйаллиридин тәркиб тапқан йардәмни 68 контейнер билән афғанистанға йәткүзүп берилидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر