түркийәниң қизил алма учқучисиз айропиланиға тәвә көрүнүшләр һәмбәһирләнди

қизил алма учқучисиз айропилан системиси (MİUS) ға тәвә йеңи көрүнүшләр һәмбәһирләнди.

1802987
түркийәниң қизил алма учқучисиз айропиланиға тәвә көрүнүшләр һәмбәһирләнди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң учқучисиз айропилан ишләпчиқарғучиси «байрақтар техника ширкити» ниң мудири сәлҗуқ байрақтар рәсмий твиттер адресида ишләпчиқириш мәркизигә даир учурларни һәмбәһирлиди.

қизил алма учқучисиз айропилан системиси (MİUS) ға тәвә йеңи көрүнүшләр орун алған учурда, қизил алманиң тәрәққий қилдурулған моделиға тақиливатқан қанатлар көрүлди.

қизил алманиң 2023-йили тунҗи синақ учушини әмәлгә ашуруши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر