саваш үнлү: 500 миңға йеқин сүрийәлик панаһланғучи өз ихтийарлиқи билән сүрийәгә қайтти

ички ишлар министирлиқи көчмәнләр идариси башлиқи саваш үнлү түркийәдики 500 миңға йеқин сүрийәлик панаһланғучиниң өз ихтийарлиқи билән сүрийәгә қайтқанлиқини ейтти.

1802534
саваш үнлү: 500 миңға йеқин сүрийәлик панаһланғучи өз ихтийарлиқи билән сүрийәгә қайтти

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи көчмәнләр идариси башлиқи саваш үнлү қатарниң пайтәхтидә өткүзүлгән 2022 – йиллиқ доһа мунбири йиғинида, «хәлқара җәмийәтләрниң панаһланғучилар еқимини башқуруштики роли: сүрийә вә униң сирти» темилиқ қисмида нутуқ сөзлиди.

саваш үнлү «русийә сүрийәдә урушқа арилишиштин илгири, түркийә биваситә сүрийәгә арилишип, панаһланғучилар киризисиниң алдини алалмасмиди? дегән соалға җаваб берип, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һәр бир пурсәттә сүрийәдә бихәтәр район бәрпа қилиш керәкликини оттуриға қойғанлиқини, лекин әйни чағдики дунйаниң буни қоллимиғанлиқини әскәртип, «әмма түркийә өз имканийәтлиригә тайинип, сүрийәниң шималида бу бихәтәр райунни қурди вә бу қурулған бихәтәр районға  500 миңға йеқин сүрийәлик панаһланғучи өз ихтийарлиқи билән қайтип кәлди» деди.

саваш үнлү түркийәниң вақитлиқ қоғдаш салаһийитигә игә 3 милйон 700 миң сүрийәлик панаһланғучиға саһибханлиқ қиливатқанлиқини тилға елип, буниңға қошумчә, түркийәдә дунйаниң охшимиған дөләтлиридин кәлгән 300 миң әтрапида шәртлик панаһланғучиларниң барлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر