сүрийәниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

сүрийәниң шималидики « һәрбий һәрикити» райониға һуҗум қилишқа тәййалиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 2 террорчи бир тәрәп қилинди.

1802356
сүрийәниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған байанатта, сүрийәниң шималидики «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» райониға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 2 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «террорчиларниң һуҗум тәшәббуслириға күчлүк шәкилдә җаваб қайтурушни қәтий давамлаштуримиз.»

йәнә бир тәрәптин, түркийә ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, министирлиқниң рийасәтчиликидә, муғла, батман, ғазиантәп вә хатай җамаәт хәвпсизлики идарилири тәрипидин елип бериливатқан қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, 2011 – йили бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сепигә қетилип, сүрийәдә террорлуқ паалийәтлирини елип барған йәнә бир террорчи, дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған.

шуниң билән, қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә 1 – йанвардин буйан тәслим болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуплириниң сани 19 ға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر