түркийә қирим һәққидә байанат елан қилди

түркийә русийәниң қиримни қанунсиз һалда бесивалғанлиқиниң 8 – йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилип, «истиратегийәлик һәмраһи украинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини давамлиқ қоллайдиғанлиқи» ни билдүрди.

1796894
түркийә қирим һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, украина қирим аптоном җумһурийитиниң 2014 – йили 16 – март күни өткүзүлгән қанунсиз реферандум арқилиқ русийә федератсийә тәрипидин бесивелинғанлиқи әскәртилиш билән бир вақитта, хәлқара қанунға очуқ – ашкара һалда хилап болған бу қилмишниң, түркийә вә хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинмиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «йерим аралниң әсли хәлқлиридин бири болған қирим татар түрклириниң әһвалини өз ичигә алған қиримдики өзгиришләрни йеқиндин көзитишни давамлаштуримиз. түркийә истиратегийәлик һәмраһи украинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини давамлиқ қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим пүткүл җаһанға җакарлайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر