түркийә йәнә бир қетим дипломатик һәрикәткә өтти

түркийә русийә билән украина оттурисидики киризисниң ахирлишиши үчүн йәнә бир қетим һәрикәткә өтти.

1796505
түркийә йәнә бир қетим дипломатик һәрикәткә өтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу русийә пайтәхти москваға йетип барди.

у москвада русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән, икки тәрәп вә хәлқара күнтәртиптики мәсилиләрни музакирә қилиду. көрүшүштин кейин, бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

мәвлүт чавушоғлу москвадики учришишини ахирлаштуруп, украинаға бариду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (15-март) мәвлүт чавушоғлуниң русийә билән украинани зийарәт қилидиғанлиқини билдүргән иди.

түркийә 2022-йили 10-мартта украина-русийә ташқи ишлар министирлирини анталйа дипломатийә мунбири рамкисида өара учраштуруп, муһим дипломатик мувәппәқийәтни қолға кәлтүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر