украинадин тарқақлаштурулған түркләр сани 14 миңдин ашти

русийә-украина уруши сәвәбидин түнүгүн йәнә түркийә пуқраси 172 киши украинадин тарқақлаштурулди.

1795736
украинадин тарқақлаштурулған түркләр сани 14 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түнүгүн өзиниң тивиттердики адресида байанат берип, йәнә 172 түркийә пуқрасиниң кийев, лвив, чернивитси, харкив, полтова, била тсерква вә конотоптин йолға чиққанлиқини билдүрди.

тарқақлаштурушқа мунасивәтлик бир гирафикниму һәмбәһрилигән чавушоғлу  била серква, лвив вә чернивтсийдин пойиз билән 130 кишиниң, аптобус вә минибуслар билән харкив, полтова вә конотоптин 42 кишиниң тарқақлаштурулғанлиқини әскәртип: «тарқақлаштурған пуқралиримизниң сани 14824 кә йәтти» деди.

түнүгүн 63 кишигә чеградин өтүш йардими бәргәнликлирини тилға алған чавушоғлу, уруш башланғандин буйан 4933 кишигә чеградин өтүш йардими берилгәнликини әскәртти.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر