алтун түркийәниң русийә - украина киризисиға чарә издәш тиришчанлиқлири тоғрисида тохталди

фаһрәттин алтун өзиниң иҗтимаий алақә суписидики адресида инглизчә учур һәмбәһриләп, түркийәниң русийә -украина киризисини һәл қилиш йолида көрсәткән тиришчанлиқини чүшәндүрди.

1795549
алтун түркийәниң русийә - украина киризисиға чарә издәш тиришчанлиқлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, түркийәниң русийә -украина урушида техиму еғир трагедийәләрниң йүз беришиниң алдини елиш үчүн, мәсилисини һәл қилишниң йоллирини издәватқанлиқини билдүрди.

фаһрәттин алтун өзиниң иҗтимаий алақә суписидики адресида инглизчә учур һәмбәһриләп, түркийәниң русийә -украина киризисини һәл қилиш йолида көрсәткән тиришчанлиқини чүшәндүрди.

түркийәниң русийә - украина урушини тохтитиш үчүн елип бериватқан дипломатик хизмәтлиригә ишарәт қилған алтун: «түркийәниң сийасий мәйдани вә дипломатик тиришчанлиқи бу районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға капаләтлик қилиш үчүндур» деди.

фаһрәттин алтун, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған елип бериватқан тинчлиқ дипломатийәсини тилға елип: «биз техиму еғир трагедийәниң алдини елиш үчүн бу мәсилигә тез сүрәттә һәл қилиш чариси тепишни халаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийәниң уруш тохтитиш мәсилисидә германийә вә шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң башқа иттипақдашлири билән охшаш ойлайдиғанлиқини байан қилған алтун, киризис җәрйанида әнқәрәниң украинаға һәрбий, сийасий вә инсанпәрвәрлик йардими бәргәнликини әскәртти.

у, җумһур рәис әрдоғанниң һәр қандақ бир дөләткә пайда йәткүзмәйдиған зиддийәтләрни һәл қилиш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини билдүрүп, түркийәниң украинаниң земин пүтүнлүки вә мустәқиллиқиға мунасивәтлик позитсийәсиниң ениқ икәнликини йәнә бир қетим тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر