чавушоғлу габон ташқи ишлар министирини тәбриклиди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу габон дипломатийә министири майкел муса адамони йеңи вәзипигә тәйинләнгәнлики мунасивити билән тәбриклиди.

1795992
чавушоғлу габон ташқи ишлар министирини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, мәвлүт чавушоғлу габон дипломатийә министири майкел муса адамо билән телефонда көрүшкән. телефон сөһбитидә, чавушоғлу, ташқи ишлар министири болғанлиқи мунасивити билән адамони тәбриклигән.

габон пирезиденти әли бонго ондимба, қарарнамә елан қилип, дөләт мудапиә министири майкел муса адоманиң йеңи кабинетта ташқи ишлар министири болғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر