әрдоған әдәбийат-сәнәтчиләргә ембарго йүргүзүлгәнликигә наразилиқ билдүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийә хәлқигә, әдәбийат-сәнәтчилиригә қарши йүргүзүлгән ембарголарға наразилиқ билдүрди.

1792603
әрдоған әдәбийат-сәнәтчиләргә ембарго йүргүзүлгәнликигә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң парламенттики гуруппа йиғинида сөз қилди.

у украина-русийә уруши үстидә тохтилип, мәзлумларни диниға, йилтизиға, терисиниң рәңгигә асасән айрийдиған идийәниң инсанийәт йаки мәдәнийәт билән һечқандақ алақисиниң йоқлуқини билдүрди.

у ғәрб дунйасиниң рак һүҗәйрисигә охшаш җәмийәтни қаплиған бу ирқчилиқ кесили билән йүзлишишиниң шәрт икәнликини тәкитлиди.

у: «украинаға игә чиқмай ташлап қойулғанға қарши чиққандәк, русийә хәлқигә, әдәбийат-сәнәтчилиригә, оқуғучилириға қарши серигәрниң ов овлишини есигә салидиған иҗраатларниму қобул қилмаймиз. германийәдә бир оркестирниң башлиқини русийә пирезиденти путинниң дости дәп хизмитидин тохтитиш тоғриму? йәнә бир тәрәптә, достовискийниң әсәрлири италийәдә вә йавропаниң охшимиған дөләтлиридә чәкләнди. бу әсирдә, күнимиздә буларни көрүш, буларни баштин кәчүрүшла, һәқиқәтәнму биздәк сийасәтчиләрни ғәзәпләндүриду. бу ембарголар өзара нәпрәтни техиму күчәйтип, йеңи адаләтсизликләрни пәйда қилип, украина хәлқиниң йоллуқ мудапиә күришигә көләңгә ташлайду» деди.

у түркийәниң киризисларға қарши биринчи күнидин башлапла тәмкинлик билән пиринсипқа асасән виҗданий мәйданини намайан қилғанлиқини тәкитлиди.

у: «дөлитидики уруш вә зулумдин қечип ишикимизгә кәлгән кишиләрниң һечбириниң тилиға, диниға вә рәңгигә қаримидуқ. хәлқимиз инсанлиқ имтиһанидин йәнә бир қетим мувәппәқийәт билән өтти» деди.

у украина-русийә оттурисидики ихтилапларниң урушқа айланғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқлирини әскәртип: «урушта ғәлбә қилған болмайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر