русийә-украина уруши башланғандин буйан 13 миң 120 түркийә пуқраси тарқақлаштурулди

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу русийә-украина уруши сәвәбидин һазирғичә 13 миң 120 түркийә пуқрасиниң тарқақлаштурулғанлиқини елан қилди.

1792215
русийә-украина уруши башланғандин буйан 13 миң 120 түркийә пуқраси тарқақлаштурулди

 түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу тивиттер һесабида һәмбәһирлигән йазмисида, украинаниң херсон, суми, запориҗйа, чаплинка, одесса, ливив вә кийев қатарлиқ шәһәрлиридин 699 нәпәр түркийә пуқрасиниң йолға чиққанлиқини билдүрди.

мәвлут чавушоғлу тарқақлаштурушқа алақидар һәмбәһирлигән графикта 258 кишиниң пойиз билән херсон, кийев, запориҗйа вә каплинкадин, 441 кишиниң аптобус вә минибуслар билән суми, одесса, ливив, херсон, запориҗйа вә каплинкадин тарқақлаштурулғанлиқини билдүрди.

мәвлут чавушоғлу түнүгүн 115 кишигә чеградин өтүш йардими бәргәнликини һәмбәһирләп, уруш башланғандин буйан, 4572 кишигә чеградин өтүш йардими берилгәнликини әскәртти.

мәвлут чавушоғлу түнүгүн тарқақлаштурулған 699 кишини қошқанда, уруш башланғандин буйан тарқақлаштурулған түркийә пуқралири саниниң 13 миң 120 гә йәткәнликини билдүрди.

министир чавушоғлу, пуқралиримизни бихәтәр тарқақлаштуруш пиланимиз давамлашмақта» деди.

русийә қисимлири 24-февралда украинаға һуҗум башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر