чавушоғлу бир қатар телефон дипломатийәси қилди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу телефонда русийә ташқи ишлар министири сергей лавров вә украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба билән айрим-айрим көрүшти.

1790765
чавушоғлу бир қатар телефон дипломатийәси қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи мәвлүт чавушоғлуниң русийә ташқи ишлар министири сергей лавров вә украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба билән айрим-айрим көрүшүп, бир қатар телефон дипломатийәси  қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, мәвлүт чавушоғлуниң русийә ташқи ишлар министири лавров билән көрүшкәндә, давамлишиватқан украина киризисини ахирлаштуруш мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқи, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (2022-йили 6-март) русийә пирезиденти владимир путин билән музакирә қилған мәсилиләрниң әмәлгә ашурулушини муһакимә қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, мәвлүт чавушоғлу украина ташқи ишлар министири кулеба билән көрүшкәндә, украинаниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر