чавушоғлу украинадин тарқақлаштурулған түркләр саниниң 11 миңдин ашқанлиқини билдүрди
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, русийә – украина уруши башланғандин буйан 11024 түрк пуқрасиниң тарқақлаштурулғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу твиттердики адресида байанат елан қилип, түнүгүн украинадин тарқақлаштурулған 310 адәмни қошқанда, уруш башланғандин буйан тарқақлаштурулған түркләр саниниң 11024 кә йәткәнликини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «пуқралиримизни бихәтәр тарқақлаштурушқа мунасивәтлик пиланимиз давам қиливатиду» деди.
русийә армийәси 24 - феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикитини башлиғаниди.
икки тәрәп вәкиллири пәйшәнбә күни иккинчи қетим сөһбәт үстилидә олтуруп, пуқраларни тарқақлаштуруш үчүн районлуқ инсанпәрвәрлик каридори тәсис қилиш тоғрисида келишкәниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.