җумһур рәис әрдоған лукашенко билән русийә - украина мәсилиси тоғрисида сөзләшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған беларусийә пирезиденти александир лукашенко билән телефонлашти.

1787389
җумһур рәис әрдоған лукашенко билән русийә - украина мәсилиси тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған беларусийә пирезиденти лукашенко билән телефонлишип, русийәниң 24- февралдин буйан давамлишиватқан украинадики һуҗумлири вә буниңға мунасивәтлик әң йеңи өзгиришләр тоғрисида сөзләшкән.

беларусийәдики украина вә русийә вәкилләр өмикиниң тинчлиқ сөһбәтлири тоғрисидиму пикир алмаштурулған телефон сөһбитидә, җумһур рәис әрдоған, түркийәниң бу урушни тохтитиш вә тинчлиқ орнитиш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини оттуриға қойған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر