ақар украина дөләт мудапиә министири билән телефонлашти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар украина дөләт мудапиә министири олекси безников билән телефонда көрүшти.

1786736
ақар украина дөләт мудапиә министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, икки министирниң украинаниң нөвәттики вәзийити һәққидә музакирә елип берилған телефон сөһбитидә, ақар, түркийәниң украинаға инсанпәрвәрлик йардәмлирини үзлүксиз давамлаштуруш билән бир вақитта, районида тинчлиқ орнитилиши йолида давамлиқ хизмәт ишләйдиғанлиқини әскәрткән.

украина дөләт мудапиә министири олекси безников болса, түркийәниң һәм инсанпәрвәрлик йардәмлири һәм тинчлиқ орнитилиш йолида көрситиватқан тиришчанлиқлири үчүн, ақарға миннәтдарлиқ билдүргән.

русийә қисимлири, 24 – феврал күни украинаға һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر