түркийә билән сенегал оттурисида келишим имзаланди

түркийә билән сенегал оттурисида һәрбий рамка келишими имзаланди.

1783444
түркийә билән сенегал оттурисида келишим имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар билән сенегал қораллиқ қисимлири министири сиддиқи каба, икки дөләт оттурисидики һәрбий рамка келишимигә имза қойди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, (түнүгүн) сенегал зийаритидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға һәмраһ  болған дөләт мудапиә министири хулуси ақар, сенегал қораллиқ қисимлири министири сиддиқи каба билән көрүшкән.

учришишта, икки тәрәплик, районлуқ мудапиә вә бихәтәрлик мәсилилиридә өзара пикир алмаштурған икки министир, түркийә – сенегал һәрбий рамка келишимигә имза қойған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر